йапонийә җәнубтики курил арили мәсилисидә русийә билән келишим түзүшни халайду

йапонийә тинч окйанниң җәнубидики курил арилиниң өзигә тәвә икнәликигә даир дәвасидин ваз кәчмәйдиғанлиқини вә русийә билән уқушмаслиқларни һәл қилиш үчүн келишим һасил қилишни халайдиғанлиқини елан қилди.

1765006
йапонийә җәнубтики курил арили мәсилисидә русийә билән келишим түзүшни халайду

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә ташқи ишлар вәзири йошимаса һайаши русийәлик мәнсәпдеши сергей лавровниң «совет иттипақи курил араллириниң контроллуқини қолқға алғанда, йапонийә иккинчи дунйа урушиниң (1939-1945) ақивитини етирап қилишни рәт қилди» дегән байанатлириға җаваб қайтурди.

йошимаса һайаши, «бизниң игилик һоқуқимиз шималий төт аралғичә тутишиду. биз йәр мәсилиси һәл қилинғандин кейин тинчлиқ келишими имзалаш арзуси асасида узун муддәтлик сөһбәтни давамлаштуруш нийитимиз бар» деди.

шималий араллар йапонийәниң курил зәнҗиридики төт аралға қойған исм болуп,  итоп, кунашир, шикотан вә һабомай қатарлиқ йәрләрниң һәммиси иккинчи дунйа урушидин илгири йапонийәниң бир қисми иди.

уруш ахирлашқандин кейин, совет иттипақи билән йапонийә тинчлиқ шәртнамиси имзалимиған вә өзара игилик һоқуқи ихтилаптики асаслиқ талаш-тартишлиқ нуқтиға айланған иди. пүткүл арал зәнҗири шуниңдин етибарән москваниң контироллуқида турмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر