теһран – ван айропилан сәпәрлири 31 – йанвар башлиниду

иранниң пайтәхти теһрандин түркийәниң ван вилайитигә биваситә айропилан сәпәрлири 31 – йанвар күни башлиниду.

1764222
теһран – ван айропилан сәпәрлири 31 – йанвар башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: һәр һәптә дүшәнбә күнири түркийәниң ван шәһиригә айропилан сәпәрлирини ишқа ашуридиған иранға аит хусусий һава йоллири ширкитиниң мәсуллири, ван валийси вә ван муавин шәһәр башлиқи мәһмәт әмин билмәзни зийарәт қилди.

ван валий мәһкимисидә ишқа ашурулған зийарәттә, иран даирилири, теһран – ван айропилан сәпәрлири һәққидә билмәзгә мәлумат бәрди.

билмәз, бу йәрдә қилған сөзидә, мундақ деди: «31 – йанвар күни тунҗи айропилан сәпәрлири башлиниду, айропилан сәпәрлири дәсләптә һәптидә икки күн ишқа ашурулиду, айропилан сәпәрлириниң сани тәләпкә асасән көпәйтилиши мумкин.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر