һиндистанниң хитай чеграсиға с-400 һава мудапиә системиси орунлаштуридиғанлиқи илгири сүрүлди

һиндистан русийәдә ишләнгән с – 400 типлиқ башқурулидиған бомбиға қарши һава мудапиә системисиниң биринчи бөликини апрел ейида актиплаштуридиғанлиқини уқтурди.

1763885
һиндистанниң хитай чеграсиға с-400 һава мудапиә системиси орунлаштуридиғанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: «һиндистан вақит гезити»ниң мудапиә әмәлдарлирини мәнбә қилған хәвиридә, русийәдин тапшурувелинған с – 400 триумф (Triumph)  типлиқ илғар һава мудапиә системисини орунлаштуруш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқи оттуриға қойулди.

бу системиниң бөлүкиниң һәммисиниң хитайдин келидиған тәһдитигә қарши икки дөләт чеграсиға орунлаштурулидиғанлиқи илгири сүрүлгән хәвәрдә, биринчи бөләкниң апрел ейида, қалған төтиниң болса, 2023 – йили актиплаштурулидиғанлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә, йеңи деһли (дилһи) һөкүмитиниң, һиндистанниң русийәдин қорал сетивелишиға қарши чиққан америка қошма иштатлириға с – 400 һава мудапиә системисини 3488 киломитирлиқ хитай чеграсида тәһдитләргә дуч кәлгәнлики үчүн дөләт мәнпәәтини көздә тутуп сетивалғанлиқини дипломатик вә бихәтәрлик йоллири арқилиқ билдүргәнлики қәйт қилинди.

һиндистан 2018 - йили өктәбирдә русийәдин 4 милйард 500 милйон долларға с – 400 типлиқ башқурулидиған бомбиға қарши һава мудапиә системиси  сетивалғаниди.

«һиндистан вақит гезити», с – 400 һава мудапиә системисиниң тунҗи батарейәсиниң өткән айда пәнҗап өлкисигә орунлаштурулғанлиқини хәвәр қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر