германийәдә бир җамәниң һойлисида йүз бәргән от апити һәққидә тәкшүрүш башланди

германийәниң чемнитз шәһиридә түрк-ислам бирликигә қарашлиқ фатиһ җамәсиниң һойлисида йүз бәргән от апити һәққидә тәкшүрүш башланди.

1763511
германийәдә бир җамәниң һойлисида йүз бәргән от апити һәққидә тәкшүрүш башланди

түркийә авази радийоси хәвири: чемнитз шәһәрлик сақчи идарисиниң байанатида, кечидә йүз бәргән от апити сәвәбидин қәстән от қойуп бериш гуманини өз ичигә алған көп тәрәплимилик тәкшүрүшниң башланғанлиқи билдүрүлди.

җамә җәмийитиниң башлиқи әнис сәзги отниң қандақ башланғанлиқи тоғрисида ениқ мәлумат йоқлуқини байан қилип, җамәниң хәт сандуқиға пат-пат исламға қарши мәктуплар вә чошқа картонлириниң ташлап қойулғанлиқини шундақла тәһдит селинғанлиқини тәкитлиди.

әнис сәзги тәкшүрүштин кейин, мәзкур вәқәниң қәстән от қойуш йаки нормал от апити вәйаки оңчиларниң һуҗумиму - әмәсму? ениқ болидиғанлиқини ейтти.

берлин диний хизмәт вакаләтчиси әмрә шимшәкму от апити сәвәбидин җамәниң ишлитишкә болмайдиған һалға келип қалғанлиқидин қаттиқ әпсусланғанлиқини, әмма өлүм-йетим вә йарилиниш һадисиси көрүлмигәнликиниң хушаллинарлиқ иш икәнликини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر