америкадики бир йәһудий ибадәтханисида 4 киши гөрүгә еливилинди

американиң тексас иштатида бир қораллиқ һуҗумчиниң йәһуди ибадәтханисиға бесип керип, баш раһипни өз ичигә алған нурғун кишиләрни гөрүгә еливалғанлиқини вә федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң вәқәгә мудахилә қилғанлиқини билдүрди.

1763264
америкадики бир йәһудий ибадәтханисида 4 киши гөрүгә еливилинди

түркийә авази радийоси хәвири: тексас иштатиниң коллейвил шәһири сақчи идариси твиттер һесабида, бир һуҗумчиниң йәһудий ибадәтханисидики кишиләрни гөрүгә еливалғанлиқини елан қилди.

әтигәнлик ибадәт җәрйанида, бир қораллиқ кишиниң ибадәтханиға бесип кирип, йәһудий диний рәһбәр қатарлиқ һәммәйләнни гөрүгә еливалғанлиқи, вәқәгә  «SWAT» әтритиниң (алаһидә қорал вә тактика бирликиниң) мудахилә қилғанлиқи билдүрүлди.

йәрлик мәнбәләргә асасланғанда, гөрүгә елинған төт кишиниң бирси бир қанчә  саәттин кейин қойуп берилгән.

тексас иштати валийси грег аббот тивиттер һесабида елан қилған байанатида, «дуалиримиз иҗабәт болиду. ибадәтханидики тутқунларниң бирси йариланмастин қутулди. һазирму 3 тутқун бар. коллевилле шәһәр башлиқи билән сөзләштим вә иштат сәвийәсидә қоллишимизни толуқ оттуриға қойдум» деди.

йәнә бир тәрәптин ақсарай, америка пирезиденти җо байдинға бу иштин мәлумат берилгәнликини вә әһвалларниң йеқиндин көзитиливатқанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر