сүрийәдә америка қисимлири  турушлуқ район әтрапиға ракетамийот билән һуҗум қилинди

сүрийәниң шәрқидики дәйризор өлкисигә тәвә өмәр нефитликигә җайлашқан америка қисимлири базиси әтрапиға ракетамийот билән һуҗум қилинди.

1763256
сүрийәдә америка қисимлири  турушлуқ район әтрапиға ракетамийот билән һуҗум қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийәниң шәрқидики бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к/ й п г ниң ишғалийити астида туриватқан өмәр нефитликидә америка армийәси турушлуқ йешилкой райони әтрапиға кечидә ракетамийот билән һуқум қилинди.

һуҗум сәвәбидин йешилкөй райониниң әтрапида мадди зийанлар мәйданға кәлди.

һуҗумниң қәйәрдин қилинғанлиқи һазирчә ениқланмиди. йәрлик мәнбәләр америка армийәсиниң ракетамийотлар кәлгән тәрәпкә зәмбирәк вә ракетамийот атқанлиқини хәвәр қилди.

нефитликниң ичидики олтурақ район дәп билинидиған йешилкөйдә, америка башчилиқидики иттипақдаш армийә турушлуқ өйләрдин башқа йәнә қорал амбириму бар.

дәйризорда  иранниң қоллиши астидики чәтәллик терорлуқ гуруппилири мәвҗут болған майадин наһийәсидин 5- йанвардиму америка армийәси турушлуқ өмәр нефитлики әтрапиға ракетамийот билән һуҗум қилинған иди. вәқәдин кейин, америка армийәси майадинни топқа тутқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر