америкада җо байдинни қоллиғучиларниң нисбити %33 кә чүшүп қалди

америкада елип берилған бир рай синашта хәлқниң пәқәт үчтин бир қисиминиңла пирезидент җо байдинниң хизмәтлиридин рази икәнли оттуриға чиқти.

1761980
америкада җо байдинни қоллиғучиларниң нисбити %33 кә чүшүп қалди

 түркийә авази радийоси хәвири: <Quinnipiac> унверситити тәрипидин елип берилған рай синашта, америка хәлқиниң байдинни қоллаш нисбитиниң төвәнлигәнлики оттуриға чиқти.

рай синашқа қатнашқанларниң аран %33 и байденниң пирезидентлиқ дәвридики хизмәтлирини йахтурғанлиқини билдүрди.

рай синашқа қатнашқан демократчиларниң %75 и байдинниң хизмәтлиридин рази икәнликини ейтти.

мустәқил сайлиғучиларниң аран %25 и байденниң хизмәтлирини йахтурғанлиқи ейтти.

қатнашқучиларниң% 57 и байдинниң иқтисадий хизмәтлиридин рази әмәсликини ,% 54 и ташқи сийаситидин рази әмәсликини, % 55 и ковид-19 ға қарши күришидин рази әмәсликини билдүрди.

байдин һөкүмити йеқинда бензин баһасиниң өсүп кетиши, пул пахаллиқиниң йеқинқи 39 йилдин буйанқи әң йуқири пәллигә чиқиши вә ковид -19 йуқумлиниш нисбитиңму әң йуқири сәвийәгә өрлиши сәвәбидин көп тәнқид қилинмақта.

тәкшүрүшләргә асасланғанда байдини қоллаш нисбити барғанчә төчәнлимәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر