йапонийәгә кириш чәклимисиниң муддити узартилди

йапонийәдә «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш тәдбирлири даирисидә чәт әлликләргә қарита йолға қойулуватқан дөләткә кириш чәклимисиниң муддити феврал ейиниң ахирлириғичә узартилди.

1760641
йапонийәгә кириш чәклимисиниң муддити узартилди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә һөкүмити, «ковид – 19» вируси билән йуқумланғучилар сани көпийип кәткәндин кейин, йуқумниң даирисиниң техиму кеңийип кетишиниң алдини елиш мәқситидә қошумчә тәдбирләрни йолға қойушни қарарлаштурди.

йапонийә баш вәзири кишида фумио, «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш тәдбирлири даирисидә, чәт әлликләргә қарита йолға қойулуватқан дөләткә кириш чәклимисиниң муддитиниң феврал ейиниң ахирлириғичә узартилғанлиқини җакарлиди.

йапонийәдә дәсләптә 30 – нойабир күни башланған «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш тәдбирлириниң тәхминән бир ай давамлишиши пиланланғаниди.

бирақ, йеқинқи бир һәптә ичидә «ковид – 19» вируси билән йуқумланғучилар сани көпийип кәткәнликтин, мутәхәссисләр, йеңи йуқум долқуниниң оттуриға чиқиш хәвпиниң барлиқи һәққидә агаһландуруш бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر