алтә дөләт шималий корейәни йадро пилани вә бомба синақлиридин ваз кечишкә чақирди

америка қошма иштатлирини өз ичигә алған алтә дөләт шималий корейәни йадро пилани вә баллистик башқурулидиған бомба синиқини ахирлаштурушқа чақирди.

1760483
алтә дөләт шималий корейәни йадро пилани вә бомба синақлиридин ваз кечишкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: америка, әнглийә, фирансийә, иреландийә, албанийә вә йапонийә қатарлиқ алтә дөләт бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) хәвпсизлик кеңишиниң шималий корейәниң әң йеңи башқурулидиған бомба синиқи музакирә қилинидиған йиғинидин илгири бирләшмә байанат елан қилди.

американиң б д т да турушлуқ даимий вәкили линда томас гиринфилид алтә дөләткә вакалитән елан қилған байанатида, өзлириниң шималий корейәниң 5 - йанвардики баллистик башқурулидиған бомба синиқини әйибләйдиғанлиқини билдүрүп, башқурулидиған бомба синиқиниң б д т хәвпсизлик кеңиши қарарлириға очуқ - ашкара хилап икәнликини оттуриға қойди.

томас гринфилид, шималий корейәниң кәң көләмлик қирғучи қораллар вә баллистик башқурулидиған бомба пирограммилирини қоғлишишиниң хәлқараниң тинчлиқ вә бихәтәрликкә тәһдит икәнликини әскәртип, пйоңйаңни йадро пилани вә баллистик башқурулидиған бомба синақлирини ахирлаштурушқа чақирди.

 у, шималий корейәниң өз хәлқиниң бәхт- саадитини қурбан қилиш бәдилигә һәрбий саһәгә мәбләғ селишни давамлаштуруватқанлиқини тилға елип, бу дөләт хәлқиниң қаттиқ қол һакимийәт астида барғансери начарлишиватқан еғир инсанпәрвәрлик киризисиға дуч келиватқанлиқини тәкитлиди.

линда томас гиринфилид йәнә, шималий корейәни муқимлиққа зийан салидиған һәрикәтләрдин сақлинип, корейә йерим арилини йадросизлаштуруш үчүн сөһбәт өткүзүшкә чақирди.

ахирқи қетим өктәбирдә бомба синақ қилған шималий корейә, 5 – йанварда йеңидин бомба синақ қилип, униң су асти парахотидин қойуп берилидиған йеңи әвлад баллистик башқурулидиған бомба икәнликини илгири сүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر