шиветсийә: русийә йавропаға хәвп шәкилләндүридиған һалға кәлди

шиветсийә дөләт мудапиә министири петер хултквист, русийәниң йеқинқи йиллардин буйанқи һәрикәтлириниң пүткүл йавропаға, болупму дөлитигә тәһдиткә айлинишқа башлиғанлиқини илгири сүрди.

1760859
шиветсийә: русийә йавропаға хәвп шәкилләндүридиған һалға кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә дөләт мудапиә министири петер хултквист пайтәхт истокһолмда һәрбий вә мудапиә күчи муһакимә қилинған бир йиғинда сөз қилип, русийәниң йавропаниң бихәтәрликигә хәвп шәкилләндүрүватқанлиқини оттуриға қойуп : «русийәниң йеқинқи йиллардин буйан күнсери күчийиватқан һәрикәтлири пүткүл йавропаға, болупму шиветсийәгә тәһдит елип кәлди» деди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т)  пиринсиплириға асасән, барлиқ дөләтләрниң өзиниң игилик һоқуқи барлиқини әскәрткән хултквист, русийәниң хәлқара қанунларға доел елан қилип, бәзи дөләтләрниң бихәтәрликигә тәһдит селиватқанлиқини тәкитлиди вә сөзини давамлаштуруп: «шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – нато билән һәмкарлишишимиз керәк. йавропа иттипақи шиветсийәгә нисбәтән муһим вә бихәтәр сийасий супа һесаблиниду» дегәнләрни қәйт қилди.

русийә пирезиденти виладимир путин 12 - айниң 21 - күнидики байанатида американи агаһландуруп, финландийә билән шиветсийәниң натоға киришини халимайдиғанлиқини оттуриға қойғаниди.

шиветсийә баш министири магдалена андерсон виладимир путинға наразилиқ билдүрүп: «биз шиветсийәдә ташқи вә бихәтәрлик сийаситимизни өзимиз бекитимиз, (буниңға) сирттин һечким арилишашмайду» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر