шиветсийә баш министириниң өйидә бир қанунсиз ишчиниң барлиқи ашкариланди

шиветсийә баш министири магдалена андерсонниң өйидә иқамити болмиған 25 йашлиқ тазилиқ ишчиси бир айалниң ишләйдиғанлиқи ашкариланди.

1759922
шиветсийә баш министириниң өйидә бир қанунсиз ишчиниң барлиқи ашкариланди

түркийә авази радийоси хәвири: бихәтәрлик қоңғуриқи хата агаһландуруш бәргәнлики сәвәбидин, сақчилар 21- декабирда баш министир андерсонниң пайтәхт стокһолмдики өйигә бесип кирип тәкшүрүш елип барди вә иқамити шундақла ишләш рухситиму болмиған тазилиқ ишчиси бир айални учратти.

«Expressen» гезитиниң хәвиригә асасланғанда, бу айал 2020-йили мартта шиветсийәдики панаһлиқ тәлипи рәт қилинғандин тартип, дөләттә қанунсиз йашашқа башлиған. 2020-йили синтәбирдә бир дуканда оғрилиқ қилиш җинайити билән әйибләнгән  вә шуниңдин кейин сақчиларму  бу айални  издимәктә икән.

вәқәдин кейин хизмәтчи тәминләйдиған тазилиқ ширкитигә қаттиқ наразилиқ билдүргән баш министир андерсон өзиниң алданғанлиқини байан қилип, мәзкур ширкәт билән болған барлиқ мунасивәтни үзгәнликини елан қилди.

вәқәгә қарита «пакиз ишик сәтчилики» дәп баһа бәргән өктичи мөтидил консерватиплар партийәсиниң муавин рәиси тобийас билстром, баш министир дучар болған бу әһвалниң кишини әндишигә салидиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر