террорлуқ һуҗумлири 3280 мәктәпниң тақилип қелишини кәлтүрүп чиқарди

буркина фасода 3280 мәктәп террорлуқ һуҗумлири сәвәбидин тақилип қалди.

1758012
террорлуқ һуҗумлири 3280 мәктәпниң тақилип қелишини кәлтүрүп чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: буркина фасо маарип министирлиқи байанатчиси алкасум майга, террорлуқ һуҗумлири сәвәбидин 3280 мәктәпниң тақалғанлиқи тоғрисидики учурларни җамаәтчилик билән ортақлашти.

майга мәктәпләр тақилип қалғачқа, 511 миң 221 оқуғучиниң оқуш пурситидин, 14901 оқутқучиниң хизмәттин мәһрум қалғанлиқини әскәртти.

2015 - йилдин башлап террорчи унсурларниң һуҗум обейктиға айланған буркина фасода тунҗи қетим 2017-йили бир мәктәп һуҗумға учриғаниди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر