еквадорниң йеңи ташқи ишлар министирлиқиға холгуин тәйинләнди

җәнубий америка дөлити еквадорда маврисийо монталвониң орниға җуан карлос холгуин йеңи ташқи ишлар министири болуп тәйинләнди.

1756689
еквадорниң йеңи ташқи ишлар министирлиқиға холгуин тәйинләнди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт китодики каронделет сарийида холгуин қәсәм берип болғандин кейин сөз қилған пирезидент гуиллермо лассо, холгуинниң сәзгүр бир вәзипигә тәйинләнгәнликини байан қилип: «холгуин еквадорниң йеңи қийапити болиду, у өз саһәсидики йаш, һәрикәтчан вә тәшәббускар сийасәтчи» деди.

лассо еквадорниң дунйадики ковид-19ға қарши пуқралириға әң көп ваксина әмлигән дөләт икәнликигә ишарәт қилип: «қәтий вә изчиллиққа игә ваксина әмләш пиланимиз сайисида дунйадики алдинқи 10 дөләт қатаридин орун алдуқ» дегәнләрни қәйт қилди.

холгуинму мурасимда сөз қилип, мәқсәтлириниң хәлқаралиқ һәмкарлиқ вә дийалогқа тайиинип  һәр қайси дөләтләр билән болған икки тәрәплик содини тәрәққий қилдуруш вә експортни илгири сүрүш икәнликини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر