вухән вируси әмди йавайи һайванларға тәһдит селишқа башлиди

вухән вируси (Kovid-19 ) дунйа миқйасида йавайи һайванларғиму тәһдит салидиған дәриҗигә йәтти.

1756805
вухән вируси әмди йавайи һайванларға тәһдит селишқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: адәмләрдин һайванларға йуқидиған вухән вирусниң, болупму кийикләр арисида тез тарқиливатқанлиқи билдүрүлди.

америкада қилинған бир тәтқиқат нәтиҗисигә асасланғанда, вухән вирусиға мунасивәтлик әң аз алтә вәқәдә, адәмләр кийикләрни вухән вируси билән йуқумландурған.

охайо иштатиниң мәзкур тәтқиқатида, 360 кийикниң бурнидин суйуқлуқ елинип тәкшүрүп, тәтқиқ қилинған.

тәкшүрүш нәтиҗисигә асасланғанда, кийикләрниң %35.8 дә вухән вируси байқалған.

алимлар һазирғичә кийикләрниң адәмләргә вухән вируси йуқтурғанлиқи тоғрисида мәлуматниң йоқлуқини, әмма буниң мумкинликини, йавайи һайванлар арисидики вирусниң, вухән вирусиға қарши күрәшни қийинлаштуридиғанлиқини тәкитлимәктә.

кийикләргә йуққан вирус йеңи варийант пәйда қилғанда, буниң инсанийәт үчүн хәтәрлик вәзийәт йаритидиғанлиқи қәйт қилинди.

пенсилванийә универстетиниң тәтқиқатчиси суреш кучипуди (Suresh Kuchipudi): «вирусниң йавайи һайванлар арисида болуш еһтималлиқи вә униң билинмәслики кишини биарам қилиду. туйуқсиз йеңи варийантқа дуч келишимиз мумкин» деди.

буниңдин илгириму, охайо вә пенсилванийә универстетлири өзлириниң тәтқиқатлирида, вухән вирусиниң адәмләрдин һайванларға йуқидиғанлиқини оттуриға қойған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر