нато ташқи ишлар министирлири йиғини чақирилиду

7 – йанвар күни шималий атлантик әһди тәшкилати ташқи ишлар министирлириниң пәвқуладдә йиғини чақирилиду.

1756963
нато ташқи ишлар министирлири йиғини чақирилиду

түркийә авази радийоси хәвири: шималий атлантик әһди тәшкилати тәрипидин елан қилинған байанатта билдүрүлүшичә, нато ташқи ишлар министирлириниң 7 – йанвар җүмә күни чақирилидиған синлиқ пәвқуладдә йиғинида, русийәниң йеқиндин буйанқи украина чеграсида қошун орунлаштурушидин кейин оттуриға чиққан хәлқаралиқ сүркилиштин сирт йәнә, техиму кәң даиридә йавропаниң бихәтәрлики мәсилиси тоғрулуқ музакирә елип берилидикән.

йиғиндин кейин, шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенбергниң, мухбирларға мәлумат бериши күтүлмәктә икән.

шималий атлантик әһди тәшкилати ташқи ишлар министирлири йиғини, 10 – йанвар күни америка қошма иштатлири билән русийә оттурисида шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә ишқа ашурулидиған учришиш һарписида чақирилиши наһайити зор әһмийәткә игә икән.

буниңдин башқа йәнә, аридин узун вақит өткәндин кейин, 12 – йанвар күни  нато -  русийә  кеңиши йиғини өткүзүлидикән, бу йиғин, икки тәрәп оттурисида алақә орнитилишида түрткилик рол ойнайдикән.

бу икки йиғиндин башқа, 13 – йанвар күни, русийә, украина, америка қошма иштатлири вә йавропа дөләтлириниң иштирак қилишида йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати йиғини чақирилиши пиланланмақта икән.

шималий атлантик әһди тәшкилатиниң 30 – нойабир күни  латвийәниң пайтәхти ригада чақирилған ахирқи қетимлиқ ташқи ишлар министирлири йиғинида, нойабирдин буйан русийәгә бериливатқан агаһландуруш тәкрарланғаниди.

шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенберг, русийәниң украинаға қаратқан һәрқандақ шәкилдики таҗавузчилиқиниң еғир бәдилиниң, сийасий вә иқтисадий ақивәтләр болидиғанлиқини билдүрүп, шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләтләрниң русийәгә иқтисадий вә пул-муамилә ембарголири вә сийасий чәклимиләрни йолға қойидиғанлиқини ейттқаниди.

русийә болса, шималий атлантик әһди тәшкилати билән америка қошма иштатлириға бихәтәрлик капалити тоғрисида келишим түзүш тәклипи сунған, шундақла, украинаниң кәлгүсидә шималий атлантик әһди тәшкилати әзалиқиға капаләтлик қилинишиниму өз ичигә алған тәклипләрни оттуриға қойғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر