ирақта йүз бәргән тоқунушта 20 киши өлди

ирақниң бабил шәһиридә дөләт хәвпсизлик күчлири билән тутуш буйруқи чиқирилған икки киши оттурисида йүз бәргән тоқунушта бир аилидин 20 киши һайатидин айрилди.

1754996
ирақта йүз бәргән тоқунушта 20 киши өлди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақ бабил һәрбий һәрикәтлири қоманданлиқ иштаби тәрипидин елан қилинған йазма байанатта билдүрүлүшичә, әррәшайид районидики бир өйдә, террорлуқ җинайити билән әйиблинип тутуш буйруқи чиқирилған икки киши, тутулуши җәрйанида дөләт хәвпсизлик күчлиригә оқ чиқарған.

йардәмчи қисимларниң келиши билән өй вә әтрапи қамал қилинған, буниң нәтиҗисидә дөләт хәвпсизлик күчлири билән тутуш буйруқи чиқирилған кишиләр оттурисида қораллиқ тоқунуш йүз берип, бир аилидин 20 киши һайатидин айрилған.

 байанатта, дөләт хәвпсизлик күчлири тәрәптин адәм өлүш вә йарилиниш әһвали көрүлүп көрүлмигәнлики һәққидә мәлумат берилмигән.

йәрлик мәнбәләрниң билдүрүшичә, һайатидин айрилғанлар арисида 6 йашлиқ бир балиму бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر