җәнубий корейә йуқум тәдбирлириниң муддитини узартишни қарар қилди

йуқумланғучилар сани кишини чөчүтидиған дәриҗигә йәткән җәнубий корейәдә , һөкүмәт йуқумниң алдини елиш тәдбирлирини йәнә 2 һәптә узартишни қарар қилди.

1755210
җәнубий корейә йуқум тәдбирлириниң муддитини узартишни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йонхап хәвәр агентлиқи, йуқумланғучилар саниниң көпийишидин кейин 12- айниң 18- күни йолға қойулған чәклимиләрниң 2- йанварғичә давамлишиши күтүлүватқан бир пәйттә, һөкүмәтниң еғир кесәл бимарлириниң саниниң йәнила көплүкини нәзәрдә тутуп, чәклимиләрни 16- йанварғичә узартишни қарар қилғанлиқини хәвәр қилди.

җәнубий корейәдә ковид – 19 тәдбирлири даирисидә ресторан, қәһвәхана вә қавақханилар шу йәр вақти саәт 21:00дә, киноханилар билән интернетханилар саәт 22:00 дә тақилиду. буниңдин башқа, 4 тин артуқ адәмниң үсти йепиқ җайларда топлиниши мәни қилиниду.

2 һәптә илгири 8000 ға йәткән күндилик йуқумланғучилар сани йеқинқи күнләрдики чәклимиләрниң тәсиридә 4000 ға қисқарди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر