җәнубий корейә билән америка пүтүшти

җәнубий корейә билән америка қошма иштатлири корейә урушини рәсмий ахирлаштуруш хитабнамиси лайиһәси мәсилисидә бирдәклик һасил қилди.

1755035
җәнубий корейә билән америка пүтүшти

түркийә авази радийоси хәвири: йонхап  агентлиқиниң хәвәр қилишичә, җәнубий корейә ташқи ишлар министири чуң әййу йоң,  корейә урушини ахирлаштурушниң муһимлиқи тоғрисида охшаш қарашқа игә җәнубий корейә билән америка қошма иштатлириниң, корейә урушини рәсмий ахирлаштуруш хитабнамиси лайиһәси мәсилисидә бирдәклик һасил қилғанлиқини ейтқан.

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси болса, шималий корейә билән дийалог  вә дипломатийә арқилиқ корейә йерим арилида узун муддәтлик тинчлиқни ишқа ашуруш ирадилириниң қәтийликини әскәртиш билән бир вақитта, америка қошма иштатлириниң, иттипақдашлири вә корейә йерим арилида турушлуқ һәрбий күчләрниң бихәтәрликини қоғдаш йолида конкрет илгириләшләрни һасил қилишқа капаләтлик қилидиған әмәлий позитсийәниң бир қисми сүпитидә, шималий корейә билән давамлиқ алақә орнитидиғанлиқлирини тәкитлигән.

җәнубий кореийә пирезиденти мон җаин, 13-декабир күни, америка қошма иштатлири, хитай вә шималий корейәниң, корейә урушини рәсмий ахирлаштуруш мәсилисидә пиринсип җәһәттин пүтүшкәнликини билдүргәниди.

шималий корейә муавин дипломатийә министири ри тай соң болса, сентәбирдә, америка қошма иштатлири «дүшмәнлик сийасити» ни ахирлаштурмиған тәқдирдә, пйоңйаң һөкүмитиниң урушни рәсмий ахирлаштуруш тәшәббуслирини қобул қилмайдиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر