һиндонезийә араканлиқ мусапирларниң тәвәликигә қәдәм бесишиға рухсәт қилди

һиндонезийә һөкүмити 120 араканлиқ мусулман мусапир олтурған кеминиң қирғаққа йеқинлишип, дөләт тупрақлириға қәдәм бесишиға рухсәт қилди.

1754734
һиндонезийә араканлиқ мусапирларниң тәвәликигә қәдәм бесишиға рухсәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндонезийәниң мусапирлар мәсилилиригә мәсул әмәлдари силаһли виҗайа байанат берип, биреуен базири деңиз тәвәликидики мусапирлар олтурған кеминиң «инсанпәрвәрлик» қилип қуруқлуққа йеқинлишиши вә мусапирларниң дөләт тупрақлириға киришигә рухсәт қилинғанлиқини уқтурди.

даириләр буниңдин илгири байанат берип, мәзкур мусапирлар кемисини хәлқара деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурлайдиғанлиқини елан қилғаниди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) мусапирлар алий комиссарлиқи, 120 араканлиқ мусулман мусапир олтурған кемигә су чиқип кетишкә башлиғанлиқини, маториниң бузулғанлиқини, кеминиң ғәрқ болуп кетиш хәвпи барлиқини билдүрүп, һиндонезийә һөкүмитини мусапирларни кемидин бихәтәр тарқақлаштурушқа чақирғаниди.

араканлиқ мусулман мусапирлар кемисиниң 26 – декабирда ачә шәһири деңиз тәвәликидә көрүлгәнликини, бузулған йағач кемидә 60 айал, 51 бала вә 9 әрниң барлиқини билдүрүлгәниди.

малайсийа кетиш үчүн йолға чиққан 28 күндин буйан деңизда айлинип йүрүватқан араканлиқ мусапирларни райондики белиқчиларниң су, йемәклик вә кийим - кечәк билән тәминлигәнлики тоғрисида учур берилгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر