кәтабии һизбуллаһ ирақ йеңи һөкүмитидин орун алмайдиғанлиқини елан қилди
ирақли қораллиқлиридин тәшкил тапқан кәтаиби – һизбуллаһ (һизбуллаһ биригадаси), 10 - өктәбир өткүзүлгән сайламға бәзи дөләтләрниң арилашқанлиқини илгири сүрүп, өзлириниң йеңи кабинетқа қатнашмайдиғанлиқини уқтурди.
1753539

түркийә авази радийоси хәвири: кәтаиби һизбуллаһ йазма байанат елан қилип, өктәбирдә өткүзүлгән чоң сайламға ишарәт қилған һалда: «ирақ хәлқиниң һәқ - һоқуқини мусадирә қилғанлар, зионист (исраилийә) – америка қошма иштатлири - сәуди әрәбистан иттипақидин йардәм алғаниди» дегәнләрни илгири сүрди.