италийә вухән вируси тәдбирлирини қайтидин күчәйтти

италийә һөкүмити вухән вируси (Kovid-19) ға мунасивәтлик вәқәләрниң тез көпийиши сәвәбидин, вабаниң алдини елиш тәдбирлирини күчәйтти.

1752081
италийә вухән вируси тәдбирлирини қайтидин күчәйтти

түркийә авази радийоси хәвири: италийәдә қайтидин йолға қойулған вухән вирусиниң алдини елиш тәдбирлири даирисидә, үсти очуқ җайларни өз ичигә алған кишиләр көп топлишидиған җайларда йиғилиш йаки кишиләр топлинидиған намайишларни өткүзүш, һәр хил тәбрикләш вә бәзмихана паалийәтлири 2022-йили 31-йанварғичә чәкләнди.

булардин башқа, очуқ җайлардиму маска тақаш мәҗбурий йолға қойулди. нурғун иҗтимаий паалийәтләрдә, метро, аптобус қатарлиқ шәһәр ичи аммиви қатнашларда «Ffp2» типлиқ маска тақаш мәҗбур қилинди. тийатирханиларда, киноханиларда, тәнтәрбийә паалийәтлиридә вә үсти йепиқ җайларда тамақ йийиш мәни қилинди.

италийәдә йаз айлирида ваксина әмләткәнләр үчүн чиқирилған вә вухән вируси билән йуқумлинип саламәтлики әслигә кәлгинигә анчә узун болмиғанларға берилидиған «йешил карт» ниң күчкә игә вақти, мәзкур қарарнамә билән 2022-йили 1-февралдин тартип тоққуз айдин алтә айға чүшүрүлди.

музейи, көргәзмә, тәнтәрбийә заллири, қәһвәханилар, һәр хил көңүл ечиш маканлири, иҗтимаий паалийәт мәркәзлири, латарийә мәркәзлири вә ойунханилар билән бәзи ресторанларға кириш үчүн йешил карт шәрт қилинди.

италийә һөкүмити бу рамкида, дөләткә кириш-чиқиш контроллирини техиму күчәйтиду. айродурумлар, портлар вә чегра еғизлирида бихәтәрлик хадимлириға кишиләрни халиғанчә тәкшүрүш һоқуқи бәрди. тәкшүрүш нәтиҗиси мусбәт чиққан кишиләр 10 күн карантин қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر