америка украина тоғрисида сайаһәт агаһландуруши елан қилди

америка ташқи ишлар министирлиқи йуқум вә русийәниң тәһдити сәвәбидин америка пуқралирини украинаға «сайаһәткә бармаслиқ» тоғрисида агаһландурди.

1750650
америка украина тоғрисида сайаһәт агаһландуруши елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, украина тоғрисида  4 – дәриҗилик сайаһәткә бармаслиқ агаһландуруши елан қилинғанлиқини уқтурди.

байанатта, бу агаһландурушниң йуқум, русийәниң күнсери күчйиватқан тәһдити, бир қисим районларда пәйда болушқа башлиған ички малиманчилиқ вә җинайәт хәвплири көздә тутулуп чиқирилғанлиқи қәйт қилинди.

 ташқи ишлар министирлиқиниң бу дөләткә болған баһасини өз ичигә алған байанатта: «америка пуқралири русийәниң украинаға қарши муһим һәрбий һәрикәт қозғашни пиланлаватқанлиқи тоғрисидики хәвәрләрдин вақип болуши керәк. америка пуқралириға йәнә, украина чегралири ичидики, русийә тәрипидин қошувелинған қирим вә русийә тәрипидин контрол қилиниватқан шәрқий украинадики бихәтәрлик шараити мөлчәрлигүсиз болуп, наһайити асанла начарлишип  кетиш мумкинлики хатирилитилиду» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта, украинаға беришқа мәҗбур болуп қалған америка пуқралири, русийәниң һәрбий һәрикәт елип бериш еһтималлиқи болған районларда, русийә контроллуқидики қирим, донетсики вә луханиски қатарлиқ районлардики консулхана хизмәтлириниңму еғир тәсиргә учриғанлиқи тоғрисида агаһландурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر