йапонийәлик милйардер йәр шариға қайтти

йапонийәлик милйардер йусаку маезава 12 күнлүк аләм сәпирини ахирлаштуруп йәр шариға қайтип кәлди.

1749710
йапонийәлик милйардер йәр шариға қайтти

түркийә авази радийоси хәвири:  йапонийәлик милйардер йусаку маезава 8-декабир (2021) йардәмчиси йозо хирано вә русийәлик аләм учқучиси александер мисуркин (Alexander Misurkin) билән биллә қазақистандики байқонуз аләм базисидин аләмгә сәпәр қилған иди. у бу йил 46 йашта болуп, аләм сәпирини ахирлаштуруп йәнә қазақистанға қайтип кәлди.

русийә федератсийәси аләм агентлиқи –роскосмос(Roscosmos)  ниң байанатида, сайаһәт аләм кемиси сойуз «MS-20» ниң аләм сәпирини ахирлаштурғанлиқи билдүрүлди.

йапонийәлик милйардер йусаку маезава йутуб қанелида аләмдики 12 күнлүк турмушиға мунасивәтлик син көрүнүшлирини һәмбәһирлиди.

у мунбәрдики 1 милйон әгәшкүчисигә аләмдә чишини қандақ чоткилиғанлиқини вә қандақ йуйунғанлиқини ейтип бәргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر