америка ислам дүшмәнликигә қарши күрәш қанун лайиһәсини тәстиқлиди

америка авам палатаси омумий кеңиши ислам дүшмәнликигә қарши күрәш қанун лайиһәсини тәстиқлиди.

1748301
америка ислам дүшмәнликигә қарши күрәш қанун лайиһәсини тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири авам палатаси, ташқи ишлар министирлиқи қармиқида дунйа миқйасида ислам дүшмәнликигә қарши күрәш үчүн бир орган тәсис қилиниши вә буниң үчүн алаһидә вәкил тәйинлиниши мәзмун қилинған қанун лайиһәсини тәстиқлиди.

америка қошма иштатлири авам палатасиниң тунҗи бешиға йағлиқ артидиған мусулман айал вәкили илһам өмәр сунған «хәлқара исламға дүшәнликигә қарши күрәш қануни» қанун лайиһәси, авам палатаси омумий кеңишидә, 212 кә қарши 219 аваз билән мақулланди.

илһан өмәр, мәзкур қанун лайиһәси авазға қойулуш һарписида бәргән байанатида, мундақ деди: «пәқәт сийасий күнтәртиплиригә мас келидиғанлиқи үчүнла, бизни ирқ, етник, җинс йаки диний гуруппиларға айрилип, бөлүнүп кетишимизни көрүшни халайдиған кишиләр бар, әмма мән, америка хәлқи болуш сүпитимиз билән, һәр хил шәкилдики мутәәссипликләргә қарши иттипақлишишимиз керәк, дәп қараймән.»

мәзкур қанун лайиһәси, америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи қармиқида, дунйа миқйасида ислам дүшмәнликигә қарши күрәш үчүн бир орган тәсис қилиниши вә буниң үчүн алаһидә вәкил тәйинлинишини мәзмун қилиду.

алдимиздики күнләрдә кеңәш палатаси омумий мәҗлисиниң мақуллуқидин өтүши күтүлүватқан бу қанун лайиһәси, бу йәрдиму қобул қилинған тәқдирдә,  америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң тәстиқиға сунулиду.

ақсарай тәрипидин алдинқи күни елан қилинған байанаттиму, байдинниң бу қанун лайиһәсини қоллаватқанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر