дунйа сәһийә тәшкилати омиктон варийантиниң тез тарқиливатқанлиқини елан қилди

дунйа сәһийә тәшкилати вухән вируси (Kovid-19) омикрон варийантиниң дунйа миқйасида көрүлүп бақмиған бир нисбәттә тарқиливатқанлиқини елан қилди.

1747822
дунйа сәһийә тәшкилати омиктон варийантиниң тез тарқиливатқанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилатиниң директори тедрос адханом ғебрейесус (Tedros Adhanom Ghebreyesus) 77 дөләтниң омикрон варийантиға мунасивәтлик вәқәләрниң билдүрүлгәнликини әскәртип: «буниңдин бурун һечқайси варийантта көрүлмигән сүрәттә тарқиливатиду» деди.

у омикрон варийантиниң техиму көп дөләткә тарқалғанлиқиниң тәхмин қилиниватқанлиқини билдүрүп: «омикрон еғир кесәлликләргә сәвәб болмисиму, әмма техиму көп вирусқа мунасивәтлик вәқәләр, тәййарлиқсиз сәһийә системилирини йәнә бир қетим қийинчилиққа дучар қилиши мумкин» деди.

у йалғуз ваксинаниңла дөләтләрни киризистин қутқузалмайдиғанлиқини тәкитләп, иҗтимаий мусапә, маска тақаш вә дизинфексийә қатарлиқ тәдбирләрниң алаһидә муһимлиқини әскәртти.

у дөләтләр оттурисида вухән вируси ваксинаси әмләш нисбитидә чоң баравәрсизликниң барлиқини билдүрүп: «41 дөләт һазирму нопусиниң %10 ни әмләштә мувәппәқийәт қазиналмиди, 98 дөләттә %40 кә йәтмиди. охшаш дөләтләрдики нопус гуруппилири оттурисидиму муһим баравәрсизликләрни көрүватимиз. әгәр баравәрсизликни ахирлаштурсақ вухән вирусини йоқиталаймиз. баравәрсизликниң давамлишишиға рухсәт қилсақ, вабаниңму тарқилишиға рухсәт қилған болимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر