байдин һөкүмити хәлқара исламға өчмәнлик қилишқа қарши туруш қанунини қоллайдиғанлиқини билдүрди
пирезидент җо байдин һөкүмити америка авам палатасида музакирә қилинидиған «хәлқара исламға өчмәнлик қилишқа қарши туруш қануни» намлиқ қанун лайиһәсини қоллайдиғанлиқини уқтурди.
1747656
түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай хамчот вә башқуруш ишханиси йазма байанат елан қилип: «байдин һөкүмити хәлқара исламға өчмәнлик қилишқа қарши туруш қанунини қоллайду. дин әркинлики инсанларниң асасий һоқуқи болуп, бу һоқуқ йәршари кишилик һоқуқ хитабнамиси тәрипидин қоғдилиду вә америка асасий қануниниң 1 – қошумчә маддисиниң бир қисмидур» деди.
американиң узун йиллардин буйан барлиқ диний вә етник мәнбәлик кишиләргә баравәр муамилә қилиш вә һөрмәт қилиш пиринсипини тәшәббус қилип келиватқанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, байдин һөкүмитиниң йуқирида тилға елинған қанун лайиһәсиниң балдуррақ мақуллиниши вә ташқи ишлар министирлиқи қармиқида ислам дүшмәнликигә қарши күрәш қилиш үчүн бир әлчи тәйинлинишини үмид қилидиғанлиқи қәйт қилинди.
америка авам палатасидики тунҗи йағлиқлиқ мусулман айал вәкил илһан өмәр оттуриға қойған «хәлқара исламға өчмәнлик қилишқа қарши туруш қануни» намлиқ қанун лайиһәси авам палатаси омумий кеңишидә музакирә қилиниду.
әгәр бу қанун лайиһәси авам палатасида мақулланса, кеңәш палатасиға әвәтилиду, әгәр у йәрдиму тәстиқланса, байдинниң имзасиға сунулиду.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
мисир ташқи ишлар министири түркийәдә зийарәттә болиду
мисир ташқи ишлар министири самиһ шүкри һәптә ахирида түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болиду.