исираилийә баш министири тунҗи қетим әрәб бирләшмә хәлипиликини зийарәт қилди
исираилийә баш министири нафтали беннет түнүгүн (2021-йили 12-декабир) әрәб бирләшмә хәлипилики зийаритини башлиди.

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә баш министири нафтали беннет бүгүн (13-декабир) әбу заби вәлиәһди шаһзадиси муһәммәд бин зайид алнаһйан билән көрүшти.
исираилийә баш министирлиқ ишханисиниң бу қетимқи зийарәт тоғрисидики йазма байанатида: «баш министир беннет әбу заби вәлиәһди шаһзадиси муһәммәд бин зайид алнаһйан билән көрүшти. бу тарихий учришиш иди» дейилди.
әрәб бирләшмә хәлипиликиниң вам (WAM) агентлиқи, бу қетимқи учришишниң тәпсилатлирини елан қилди.
агентлиқниң хәвиридә: «беннет билән бин зайид районда тәрәққийат, хәвпсизлик вә муқимлиқни мустәһкәмләшкә һәссә қошидиған шәкилдә, һәр хил саһәләрдә икки тәрәп һәмкарлиқиниң йоллири вә тәрәққийат пурсәтлирини музакирә қилди» дейилди.
бин зайидниң, болупму оттура шәрқ дөләтлири үчүн «2020-експо дубәй» ниң әһмийитини тәкитлигәнлики әскәртилгән хәвәрдә, беннетниң икки дөләт оттурисидики өзара һәмкарлиқ сәвийәсини вә имзаланған тинчлиқ келишимлири асасида бесилған қәдәмләрни махтиғанлиқи қәйт қилинди.
исираилийә баш министири болуш сүпитидә әрәб бирләшмә хәлипиликини тунҗи қетим зийарәт қилған беннет, бүгүн кәчтә әрәб бирләшмә хәлипиликидин айрилиду.
бин зайид 18-өктәбир (2021) исираилийә баш министирини әрәб бирләшмә халипиликини зийарәт қилишни тәклип қилған иди.
исираилийә билән әрәб бирләшмә хәлипилики 2020-йили 15-сентәбир америка ақсарайда өткүзүлгән мурасимда, мунасивәтләрни нормаллаштуруш келишими имзалиған иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

парижда сүрийә мәсилиси йиғини өткүзүлди
фирансийәниң пайтәхти парижда хәлқара сүрийә мәсилиси йиғини чақирилди.