буркина фасода баш министир җосеф мари дабир вәзиписидин елип ташланди

буркина фасоһөкүмити баш катипи стефан сано министирлар кеңишидин кейин елан қилған байанатида, пирезидент роч марк чиристийан каборниң баш министир җосеф мари дабирни вәзиписидин елип ташлиғанлиқини елан қилди.

1745109
буркина фасода баш министир җосеф мари дабир вәзиписидин елип ташланди

түркийә авази радийоси хәвири: кейинки рәсмий байанатта, йеңи һөкүмәт қурулғанға қәдәр дабирниң вәзиписини давамлаштуридиғанлиқи билдүрүлди.

буркина фасода нойабирда йүз бәргән 2 қетимлиқ террорлуқ һуҗумида 58 әскәрниң қаза қилиши хәлқниң һөкүмәтни қаттиқ тәнқид қилишиға сәвәб болған иди.

бу һуҗумлардин кейин, пирезидент каборениң истипа беришини тәләп қилип намайишлар өткүзүлгән болуп, «һөкүмәт террорлуққа қарши күрәштә мәғлуп болди» дәп әйибләнгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر