бирма һәрбий һакимйити йапонйәдин йардәм тәләп қилди

бирма һәрбий һакимийитиниң йуқири дәриҗилик бир әмәлдари йапонийәлик сода-санаәтчиләрниң бирмадики сода паалийәтлирини давамлаштурушини тәләп қилди.

1745168
бирма һәрбий һакимйити йапонйәдин йардәм тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бирма һәрбий һакимийитиниң йуқири дәриҗилик бир әмәлдари йапонийә һөкүмитиниң рәсмий йардәмлири астида, йапонийәлик сода-санаәтчиләрниң бирмадики сода паалийәтлирини давамлаштурушини тәләп қилди.

кйодо агентлиқиниң интернет тори арқилиқ қилған зийаритини қобул қилған бирма һәрбий һакимийитидики селинма вә чәт әл иқтисадий мунасивәтләр министирлиқиниң министири аң найңо йапонийә билән болған мунасивәтләр үстидә тохталди.

у: «йапонийәлик сода-санаәтчиләрниң бирмаға қайтишини чақириқ қилимән. ишлириңларни давамлаштуруңлар, мумкин болса, содаңларниң һәҗимини кеңәйтиңлар» деди вә токйо һөкүмитидин рәсмий тәрәққийат йардәмлирини давамлаштурушни тәләп қилди.

у бирмада һазирғичә болғандикидин техиму йахши сода муһити йаратқанлиқлирини илгири сүрүп, дөләттики вәзийәтниң бир қанчә ай давамлашқан қалаймиқанчилиқтин кейин нормаллашқанлиқини қәйт қилди.

бирма армийәси 2020-йили өткүзүлгән сайламда сахтипәзлик қилинғанлиқиниң илгири сүрүлүши вә дөләттә сийасий җиддийчилик кәскинләшкәндин кейин, 1-феврал (2021) һакимийәтни өткүзүвалған иди.

бирма армийәси дөләтниң әмәлийәттики рәһбири вә ташқи ишлар министири аң сан сучини өз ичигә алған нурғун рәһбәр һәмдә һакимийәт бешидики партийә мәсуллирини тутқун қилип, бир йиллиқ җиддий һаләт елан қилған иди.

бирма армийәсиниң һәрбий өзгиришкә қарши өткүзүлгән намайишларни вә исйанчи гуруппиларни қораллиқ бастуруши нәтиҗисидә, бүгүнгичә тәхминән 1000 киши җенидин айрилди, миңларчә киши тутқун қилинди.

бирмада бир тәрәптин, кәң көләмлик намайишлар давамлишиватқан болса, йәнә бир тәрәптин, тутқун қилинған йуқири дәриҗилик мәсуллар һәрбий сот мәһкимисидә сотқа тартилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر