нигерийәдә йолучилар парахоти қазасида қаза қилғанлар сани көпәйди

нигерийәниң кано өлкисидә 30 – нойабир күни йолучилар парахотиниң өрүлүп кетиши нәтиҗисидә һайатидин айрилғанларниң сани 42 гә йәтти.

1743976
нигерийәдә йолучилар парахоти қазасида қаза қилғанлар сани көпәйди

түркийә авази радийоси хәвири: кано өлкилик сақчи идарисиниң байанатчиси абдуллаһ кийаваниң  билдүрүшичә, йолучилар парахотиниң бағвай дәрйасида өрүлүп кетишидин кейин елип бериливатқан издәш - қутқузуш паалийәтлири нәтиҗисидә йәнә 13 кишиниң җәсити тепилған.

шуниң билән , йолучилар парахоти қазасида һайатидин айрилғанларниң сани 42 гә йәткән, издәш - қутқузуш паалийәтлири давамида 9 киши қутқузувелинған.

кано өлкисидә йүз бәргән йолучилар парахоти қазасидин кейин, өлкидики дәрйаларда сода парахотлириниң паалийәтлири вақитлиқ тохтитилғаниди.

игилинишичә, нигерийәдики йамғур пәслидә дәрйаларда пат-пат парахот һадисилири йүз беридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر