америка билән хитай оттурисида олимпик йирикчилики күчәймәктә

америка пирезиденти җо байдин хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири сәвәбидин бейҗиң қишлиқ олимпик тәнһәрикәт йиғинини дипломатик байқут қилишни ойлишиватқанлиқлирини билдүргән иди.

1743638
америка билән хитай оттурисида олимпик йирикчилики күчәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: җо байдин һөкүмити америка тәнһәрикәтчилири мусабиқиләргә қатнашсиму, олимпикқа дипломатик вәкил әвәтмәсликни ойлишиватқан болуп, мушу һәптә ичидә қарарини елан қилидиғанлиқи күтүлмәктә.

йеқинқи мәзгилләрдә һәм кишилик һоқуқ мәсилисидики қайғулар һәмдә америка билән хитай мунасивәтлиридә, тәйвән, хоңкоң вә җәнубий деңиз мәсилисидә оттуриға чиққан йирикчиликләр, американиң қишлиқ олимпик тәнһәрикәт йиғинини дипломатийә җәһәттин байқут қилидиғанлиқи мумкинчиликини пәйда қилди.

америкада вәзийәт бу йөнүлүштә илгириләватқан бир пәйттә, хитайниң наразилиқи кечикмиди.

хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси җав лиҗйән сийасәтчиләрниң икки тәрәп мунасивәтлиригә зийан салмаслиқ үчүн дипломатик байқутни чақириқ қилиштин ваз кечиши керәкликини ейтти.

у байқут қилишта чиң турған әһвалда, хитайниң қарши тәдбирләрни елиштин чекинмәйдиғанлиқини әскәртип: «хитай билән американиң муһим саһәләрдики дийалог вә һәмкарлиқлириниң зийанға учримаслиқи үчүн, бу чақириқ тохтиши керәк» деди.

қишлиқ олимпик тәнһәрикәт йиғини 2022-йили 4-февралдин 20-февралғичә хитай пайтәхти бейҗиңда өткүзүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر