әтә владимир путин билән  җо байдин өзара музакирәлишидиған болди

русийә пирезиденти владимир путин әтә (2021-йили 7-декабир) америка пирезиденти җо байдин билән украина мәсилисини музакирәлишиду.

1743649
әтә владимир путин билән  җо байдин өзара музакирәлишидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезидентлиқи (кремил сарийи) ниң байанатчиси дмитрий песков мухбирларға елан қилған байанатида, әтә пайтәхт москвада путин билән байдинниң синлиқ көрүшидиғанлиқини билдүрди.

песков йиғинниң биваситә тарқитилмайдиғанлиқи тоғрисидики учурларни һәмбәһирләп, 16-ийун (2021) шивейтсарийә пайтәхти җәнвәдә бирликкә кәлгән мәсилиләрниң икки рәһбәр тәрипидин музакирә қилинидиғанлиқини ейтти.

песков: «әлвәттә начар һаләттә туруп қалған өзара мунасивәтләр музакирә қилиниду. икки рәһбәр күнтәртиптики қиззиқ мәсилиләрни музакирәлишиду. буларниң ичидә, алди билән украинадики җиддийчилик, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң чеграмизға қарап илгирилиши вә путинниң бихәтәрлик кепиллики мәсилисидики тәшәббуслириму бар» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر