йавропа иттипақи украинаниң дөләт мудапиәси саһәсигә йардәм беридиғанлиқини уқтурди

йавропа иттипақи украинаниң дөләт мудапиәси саһәсини мустәһкәмлиши вә тинчлиққа һәссә қошуш мәқситидә кийевға 31 милйон йавролуқ йардәм беридиғанлиқини уқтурди.

1742398
йавропа иттипақи украинаниң дөләт мудапиәси саһәсигә йардәм беридиғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи  кеңиши тәрипидин елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, бу йардәмдин мәқсәт, украинадин сирт йәнә, гирузийә, молдова вә мали қатарлиқ дөләтләрниң һәрбий иқтидарини ашуруши вә дөләт мудапиәсини күчәйтишини ишқа ашуруш арқилиқ тинчлиқни қоллаш икән.

болупму җиддий әһвалларда ишлитилидиған дала дохтурханилири вә әшйа оборотлири қатарлиқ һәрбий давалаш орунлирини мәбләғ билән тәминләш мәқситидә, украинаға 36 ай ичидә 31 милйон йавролуқ йардәм берилидикән.

буниңдин башқа йәнә, гирузийәгиму охшаш вақит ичидә 12 милйон 750 миң йавролуқ, молдоваға 7 милйон йавролуқ йардәм берилидикән.

малиға болса, 30 ай ичидә 24 милйон йавролуқ йардәм, нөвәттә бу дөләттә паалийәт елип бериватқан йавропа иттипақи маарип вакаләтханиси даирисидә берилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر