террорлуқ тәшкилати балиларни елип қечишни давамлаштурмақта

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г сүрийәниң шималида йәнә бир балини елип қачти.

1741893
террорлуқ тәшкилати балиларни елип қечишни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: хәвпсизлик мәнбәлири, п к к / й п г ниң сүрийәниң һасәкә шәһириниң кәбка йезисидин һамид әһмәд исимлик 13 йашлиқ бир балини елип қачқанлиқини уқтурди.

п к к / й п г террорчилири өткән һәптиму амудәдә 15 йашлардики үч қизни қачурғаниди.

хәвпсизлик мәнбәлири, террорлуқ тәшкилати тәрипидин қачурулған балиларниң сүрийә һакимийити вә иранлиқ қораллиқ күчләрниң һәрбий лагерлирида қорал ишлитишни өгитиватқанлиқини билдүрди.

қачурулған балиларниң бәзилириниң ирақниң қандил вә синҗар районлириға әвәтилгәнлики, йәнә бәзилириниң сүрийәдә мәшиқ қилдурулуп алдинқи сәпләрдә җәңләргә селинғанлиқи қәйт қилинди.

район мәнбәлири, йеқинқи мәзгилләрдин буйан күчлүк наразилиқ пәйда қилған балилар тағларға елип қечиш вәқәлири тоғрисида тохтилип: «п к к / й п г террорлуқ тәшкилатиниң йеқинқи бир – икки һәптә ичидә қамишли, амудә вә һәләб шәһәрлиридин тоққуз балини елип қачқанлиқи, қачурулған балиларниң қоралландурулғанлиқи, уларға идиологийәлик вә һәрбий тәлим – тәрбийә берилгәнлики мәлум. буниңдин башқа хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириға п к к / й п г ниң бу қанунсиз қилмишлириниң паш қилиниши вә униң алдиниң елиниши үчүн һәрикәткә өтүш чақириқи қилинди» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر