германийә украина мәсилисидә русийәни агаһландурди

германийә ташқи ишлар министири хейко маас, русийәниң украинаға қаритилған һәр қандақ таҗавузчилиқ үчүн еғир бәдәл төлиши керәкликини ейтти.

1740960
германийә украина мәсилисидә русийәни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: маас ригадики шималий атлантик әһди тәшкилати — нато ташқи ишлар министирлири йиғини вә стокһолмдики йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати министирлар кеңиши йиғинидин илгири йазма байанат елан қилди.

һәр икки йиғинда украинаға мунасивәтлик өзгиришләрниң муһим тема болидиғанлиқиға ишарәт қилған маас, дөлитиниң русийәниң украина чеграсидики һәрбий паалийәтлиридин чоңқур әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.

у, украинаниң шәрқидики уруш тохтитишқа хилаплиқ қилиш қилмишлири вә йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати көзәткүчиләр өмикиниң тосқунлуққа учришиниң җиддийчиликни пәсәйтишкә төһпә қошмиғанлиқини әскәртти.

шуңлашқиму бүгүн нато ташқи ишлар министирлири йиғинида украинаға мунасивәтлик вәзийәтниң йәнә бир қетим тәпсилий музакирә қилинидидиғанлиқини тилға алған маас: «натониң украинани қоллиши тохтап қалмайду. украинаниң мустәқиллиқи, земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқини дәталаш темиси қилишқа болмайду. һәр қандақ таҗавузчилиқ йүз бәрсә, русийә униң үчүн бәдәл төлиши керәк» дегәнләрни қәйт қилди.

министир маас, җиддийчиликни пәсәйтиш үчүн сәмимий вә мәңгүлүк тәдбир қоллинишниң муһимлиқини тәкитләп, русийә билән көрүшүш үчүн ишикләрниң очуқ икәнликини ейтти.

у йәнә, нато йиғинида афғанистан вәзийитиниңму әтраплиқ музакирә қилинидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر