йапонийә билән русийә тинчлиқ келишими музакирәлирини давамлаштуруш тоғрисида келишти

йапонийә билән русийә, икки дөләт оттурисида иккинчи дунйа урушидин кейин башланған тинчлиқ келишими музакирәлирини давамлаштуруш тоғрисида келишти.

1739140
йапонийә билән русийә тинчлиқ келишими музакирәлирини давамлаштуруш тоғрисида келишти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән йапонийә ташқи ишлар вәзири һайаши йошимаса телефонда көрүшүп, икки тәрәп мунасивәтлири вә район вәзийитини музакирә қилди.

икки министир көрүшүштә, иккинчи дунйа урушидин кейин башланған тинчлиқ келишими музакирәлирини давамлаштуруш тоғрисида пикир бирлики һасил қилди.

икки министир йәнә, курил районидики иқтисадий паалийәтләрниң әһвалини өз ичигә алған нурғун мәсилиләрни музакирә қилди.

йапонийә ташқи ишлар вәзири һайаши йапонийә билән русийәниң сийасий, иқтисадий вә мәдәнийәт мунасивәтлирини «өзара пайда йәткүзүш пиринсипи» асасида тәрәққий қилдурушни арзу қилидиғанлиқлирини билдүрди.

шималий корейәниң башқурулидиған бомба синақ қилиш мәсилилириниму музакирә қилған икки министир, пат арида бир-бири билән йүз туранә көрүшүш тиләклирини тилға алди.

йапонийә ташқи ишлар вәзири һайаши йапонийәниң йеқинқи күнләрдә украина вә беларусийәдә йүз бәргән җиддийчиликкә мунасивәтлик әндишәлирини лавровға йәткүзди.

сабиқ советләр иттипақи 1945-йили иккинчи дунйа уруши ахирлашқанда, йапонийәниң тинч окйан билән оһотск деңизини бир-биридин айрип туридиған вә тәхминән 1300 километир узунлуққа игә курил араллирини қошувалған иди. шуниңдин кейин, йапонийә билән русийә оттурисида тинчлиқ келишими имзалиниши үчүн өткүзүлгән учришишлар нәтиҗисиз қалмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر