интерполниң рәисликигә әрәб бирләшмә хәлипиликидин раиси сайланди

хәлқара җинайи ишлар сақчи тәшкилати (интерпол) ниң рәисликигә әрәб бирләшмә хәлипиликидин әһмәд насир әрраси сайланди.

1738573
интерполниң рәисликигә әрәб бирләшмә хәлипиликидин раиси сайланди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара җинайи ишлар сақчи тәшкилатиниң истанбулдики хәлиҗ қурултай залида өткүзүлгән 89 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғининиң 3 – күни, тәшкилатниң йеңи рәиси вә иҗраийә һәйәт әзалирини сайлаш башланди.

сайлам нәтиҗисидә, әрәб бирләшмә хәлипиликидин әһмәд насир әрраси, хәлқара җинайи ишлар сақчи тәшкилатиниң йеңи рәиси болуп сайланди.

хәлқара җинайи ишлар сақчи тәшкилатиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилинған байанатта әскәртилишичә, әрраиси уда 4 йил рәис сүпитидә вәзипә өтәйдикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر