талибан айалларниң телевизорға чиқишини чәклиди
афғанистан талибан һөкүмити айалларниң телевизорларға чиқиши тоғрисда бәзи чәклимиләрни йолға қойди.

түркийә авази радийоси хәвири: талибан йахшилиққа дәвәт, йаманлиқтин сақлаш министирлиқи айалаарниң телевизорларға чиқишини чәкләйдиған бәзи чәклимиләрниң йолға қойулғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.
байанатта, дөләттики барлиқ телевизийә қаналлириға риайә қилиниши керәк болған йеңи бәлгилимиләрниң әвәтилгәнлики билдүрүлди.
байанатта, телевизийә қаналлирида айал рийасәтчиләрниң һиҗаблинишқа риайә қилишиниң тәләп қилинғанлиқи қәйт қилинди.
байанатта йәнә, йеңи бәлгилимиләргә риайә қилиш керәклики, айал артислар рол алған қисимлиқ телевизийә тийатирлири вә тийатир номурлири, исламий дөләт вә афғанистан қанунлириға хилап һәр қандақ филим һәмдә қисимлиқ филимларниң қойулмаслиқи тәләп қилинди.
пәйғәмбәрләр вә саһабиләрниң роли елинған драмма вә қисимлиқ филимларни қойушниң чәкләнгәнлики әскәртилгән байанатта, афғанистанда бәзи телевизийә қаналлириниң һазирғичә ислам дөләтлири вә афғанистан әнәнилиригә хилап пирограммиларни қойуватқанлиқи илгири сүрүлди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

полшадики украина мусапирлириниң сани 10 милйон 500 миңдин ешип кәтти
20-мартқичә, украинадин полшаға киргән мусапирларниң сани 10 милйон 500 миңдин ешип кәтти.