йәмән армийәси истиратегийәлик нуқтиларни қолға киргүзди

йәмән һөкүмити таиз вә һудәйдә вилайәтлиридики истиратегийәлик нуқтиларниң контрол астиға елинғанлиқини уқтурди.

1736358
йәмән армийәси истиратегийәлик нуқтиларни қолға киргүзди

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән армийәсигә қарашлиқ әмалиқә биригадилири байанатчиси мәмун әлмәһҗәминиң билдүрүшичә, бирләшмә армийә, таизниң ғәрбий җәнубида, иран қоллаватқан һусийларниң контроллуқидики районлар вә һудәйдәниң  җәнубий қисмида кәң көләмлик һәрбий һәрикәт елип барған, бу җәрйанда, һусийлар  деңиз йоли билән кәлтүрүлгән қорал – йарағларни өзлириниң контроллуқидики районларға тошушта ишлитидиған хиш завути вә башқурулидиған бомба һуҗумлири елип баридиған әлғазийә теғиниму өз ичигә алған көплигән истиратегийәлик нуқтилар қолға киргүзүлгән,  онларчә һусий әзаси өлтүрүлгән вә йариланған, еғир типлиқ қорал – йарағлар пачақлап ташланған.

бирләшмә армийә йәнә, таиз билән һудәйдәни бир - биригә туташтуридиған әнниҗәйбә райониниң шималиға җайлашқан җәбәл өмәр вә әлмәһҗәр районлириниму қолға киргүзгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر