байдин билән ши җинпиң синлиқ көрүшти

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин билән хитай дөләт рәиси ши җинпиң синлиқ көрүшти.

1734496
байдин билән ши җинпиң синлиқ көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң йанвар ейида вәзипигә олтурушидин кейин тунҗи қетим ишқа ашурулған вә тәхминән 3 йерим саәт давамлашқан синлиқ учришишта, ши җинпиң, хитай  билән америка қошма иштатлириниң дунйа бойичә иқтисадий җәһәттин әң күчлүк икки дөләт вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң даимий әзалиридин болуш сүпити билән, бир тәрәптин, ички мәсилилирини әң йахши шәкилдә бир тәрәп қилиши, йәнә бир тәрәптин, дунйаниң тинчлиқи вә тәрәққийатиға һәссә қошуши лазимлиқини тәкитләп мундақ деди: «хитай билән америка қошма иштатлири бир - биригә һөрмәт қилиши, бирликтә тинчлиқ ичидә йашиши вә ортақ қазиниш һәмкарлиқини нишан қилиши лазим.»

хитай – америка қошма иштатлири мунасивәтлирини иҗабий йөлинишкә қарап йүзләндүрүш үчүн мурәссәлишиш вә паал қәдәмләрни ташлаш үчүн пирезидент байдин билән һәмкарлиқ орнитишқа тәййар икәнликини әскәрткән ши җинпиң, буниң һәр икки дөләт хәлқлириниң мәнпәәтлири вә хәлқара җәмийәтниң арзу – арманлириғиму уйғун икәнликини қәйт қилди, һәмдә байдиндин, америка қошма иштатлириниң хитай сийаситини әқлий вә әмәлий йолға қайтуридиған сийасий рәһбәрликни намайән қилишини үмид қилидиғанлиқини, дөлитиниң тәйвән мәсилисидә интайин сәзгүр икәнликини тәкитләп мундақ деди: «тәйвәнниң мустәқиллиқини илгири сүридиған бөлгүнчи күчләр бизгә қутратқулуқ қилса, бизни синап беқишқа вә қизил сизиқни дәпсәндә қилса, хитай һәл қилғуч тәдбирләрни қоллинишқа мәҗбур болиду.»

пирезидент җо байдин болса, америка қошма иштатлириниң  «бирла хитай» » сийаситидә чиң туридиғанлиқини, тәйвәнниң мустәқиллиқини қоллимайдиғанлиқини вә тәйвән боғузида тинчлиқ вә муқимлиқ орнитишқа төһпә қошидиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, ши җинпиң билән илгирикигә охшаш очуқ - йоруқ вә сәмимий сөһбәтлишишни үмид қилидиғанлиқини, рәһбәрләрниң дөләтләр оттурисидики риқабәтниң тоқунушқа айлинип қалмаслиқиға капаләтлик қилиш мәсулийити барлиқиға ишинидиғанлиқини,  америка қошма иштатлири билән хитай оттурисидики мунасивәтләрниң һәр икки дөләткә охшашла пүткүл дунйағиму тәсир көрситидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «ортақ тонушни асас қилидиған йетәкчи пикир линийәлирини бекитип чиқишимиз, охшимаслиқлиримиз мәсилисидә очуқ - йоруқ вә сәмимий болушимиз, ортақ мәнпәәтлиримиз, болупму килимат өзгириши қатарлиқ дунйави мәсилиләрдә ортақ тиришчанлиқ көрситишимиз керәк.»

бу арилиқта, байдин билән ши җинпиңниң синлиқ учришидин кейин, ақсарай тәрипидин елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «икки рәһбәр, дөләтләр оттурисидики мурәккәп мунасивәтләрниң маһийитини музакирә қилди вә риқабәтни мәсулийәтчанлиқ билән сақлап қелишниң муһимлиқини тәкитлиди.»

байдинниң, америка қошма иштатлириниң өз мәнпәәтлири вә қиммәт қарашлирини давамлиқ қоғдайдиғанлиқини, иттипақдашлар вә шерикләр билән һәмкарлишип, 21-әсирдики йол хәритисиниң әркин, очуқ – йоруқ вә адил хәлқара системиға йетәкчилик қилишини капаләткә игә қилидиғанлиқини тәкитлигәнлики қәйт қилинған байанатта, америка қошма иштатлириниң, хитайниң  уйғур аптоном райони, тибәт вә хоңкоңда йолға қойуватқан сийаситини вә омумән кишилик һоқуқ саһәсидики позитсийәсигә даир әндишилирини оттуриға қойғанлиқи, хитайниң адаләтсиз сода вә иқтисадий бәлгилимилиригә қарши американиң санаити вә америкалиқ хизмәтчи – хадимларни қоғдашниң зөрүрлүкини, һинди-тинч окйан районида әркинлик вә очуқ - йоруқ муһитини сақлашниң муһимлиқини тәкитлигәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر