тексаста астроворлд фестивалида җенидин айрилғанлар 10 ға чиқти

хостон шәһиридә 5-нойабир (2021) өткүзүлгән астроворлд (Astroworld) фестивалида йүз бәргән қистаңчилиқ сәвәбидин йариланған тоққуз йашлиқ бир балиниң җенидин айрилиши билән, вәқәдә җәмий җенидин айрилғанларниң сани 10 ға чиқти.

1733913
тексаста астроворлд фестивалида җенидин айрилғанлар 10 ға чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: американиң тексас иштатиға қарашлиқ хостон шәһиридә өткүзүлгән астроворлд фестивалида еғир йариланған тоққуз йашлиқ әзра блонт (Ezra Blount) аилисиниң адвокати бен крамп (Ben Crump) байанат елан қилип, әзра блонтниң хостондики тексас балилар дохтурханисида давалаш үнүм бәрмәй җенидин айрилғанлиқини билдүрди.

адвокат бен крамп блонт аилисиниң қайғуси үстидә тохтилип, оғлини консертқа апиришниң нәтиҗисиниң бундақ болмаслиқи керәкликини әскәртти.

бен крамп тоққуз йашлиқ блонтниң қистаңчилиқта җенидин айрилғанларниң әң кичики икәнликини қәйт қилди.

блонтниң дадиси трестон блонт (Treston Blount) фестивалда оғлини долисида көтүрүвалғанлиқини, бирақ қистаңчилиқ сәвәбидин йүз бәргән дәссилиштә һошидин кәткәнликини, һошиға кәлгәндә оғлиниң йенида әмәсликини вә еғир йариланған һалда дохтурханида көргәнликини билдүрди.

5-нойабир хостондики астроворлд фестивалида рәп нахшичиси травис скот (Travis Scott) сәһнигә чиққан вақитта чиққан қистаңчилиқта йүз бәргән дәсслиштә сәккиз киши җенидин айрилип, йүзләрчә киши йариланған иди. йариланған бир киши 11-нойабир дохтурханида җенидин айрилған иди.

вәқәдә җенидин айрилғанларниң йеши тоққуз билән 27 йаш арилиқида болған.

рәп нахшичиси скот вәқәдин кейин байанат елан қилип, вапат болғанларниң аилилиригә йардәм қилишқа тиришидиғанлиқини ейтқан иди.

консертта йариланған бир киши скот билән сәһнигә чиққан нахшчи драке (Drake) ни тамашибинларни күшкүртүш билән әйибләп 1 милйон доллар төләм тәләп қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر