буркина фасодики террорлуқ һуҗумида 20 әскәр қаза қилди

буркина фасониң саһел районида армийәни нишан қилған террорлуқ һуҗумида 20 әскәр қаза қилди.

1733939
буркина фасодики террорлуқ һуҗумида 20 әскәр қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: буркина фасо бихәтәрлик министири макисим коне дөләтлик радийода елан қилған байанатида, шималдики сум районида, жандарма қисимлириниң террорлуқ һуҗумиға учриғанлиқини вә  һуҗумда 20 әскәрниң қаза қилғанлиқини билдүрди.

қошна дөләт малидики әлқаидә террорлуқ тәшкилатиға четишлиқ террорчи гуруппилар 2015-йилдин буйан буркина фасониң шимали вә шәрқидә пат-пат террорлуқ һуҗумлирини қилип кәлмәктә.

гәрчә буркина фасо саһилидики қошна дөләт нигер билән бирләшмә һәрбий һәрикәт елип берилған болсиму, малиға җайлашқан террорлуқ гуруппилириниң күчини аҗизлаштуралмай кәлмәктә.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, йил бешидин (2021) буйан 17 миң 500 киши бихәтәрлик сәвәбидин буркина фасодин айрилишқа мәҗбур болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر