йуқири һава температураси нопус зичлиқи билән мунасивәтлик

йуқири һава температурасиниң тәсиригә учраш нисбитиниң 1983-йилдин башлап үч һәссә ашқанлиқи вә буниң нопус зичлиқи билән мунасивәтлик икәнлики ашкариланди.

1733055
йуқири һава температураси нопус зичлиқи билән мунасивәтлик

түркийә авази радийоси хәвири: америка бирләшмә агентлиқи (AP) - а пниң америка колумбийә университетиниң нопус вә температура мөлчәрини өз ичигә алған мәлуматларни тәһлил қилғанда, 1983-йилдин 2016-йилғичә йуқири температураниң тәсиригә учрашниң үч һәссә көпәйгәнлики оттуриға чиққан.

йәр шариниң иссип кетишиниң тәсиридә күндилик оттуричә температураниң өрләп хәтәрлик һалға кәлгәнлики тилға елинған тәһлилидә, йуқири температураниң кишиләрдә терә сойулуш, пәй тартишиш вә иссиқ өтүп қелиш қатарлиқ әһвалларниң көрүлгәнлики тәкитләнди.

йавропа иттипақи тәййарлиған санлиқ мәлумат тәтқиқатлирида, дунйадики 13 миң 115 шәһәр мәркизи температурасиниң өлчәнгәнлики, уларниң йеримида дегүдәк температураниң өрләшкә қарап йүзлиниватқанлиқиниң байқалғанлиқи билдүрүлди.

температура өрлишиниң һиндистанни өз ичигә алған җәнубий асийада әң йуқири икәнлики хатириләнгән тәтқиқатта, температура өрләш билән нопус зичлиқи оттурисидики биваситә мунасивәт алаһидә диққәт қозғиди.

тәтқиқатта, охшаш районға җайлашқан баңладишниң дакка шәһири нопусиниң 1983-йили 7 милйон 700 миңдин 2016-йили 24 милйонға көпәйгәнлики, бир йил ичидики температураси йуқири күнләр саниниң һәр йили 1.5 күн ашқанлиқи тәкитләнди.

тәтқиқатта, «дунйаниң температурасини санаәт инқилабидин бурунқи вақитларниң сәвийәсигә (1.5 селсийә градус) чүшүрүшкә тиришиватқан дөләтләрниң мәсуллири мәзкур санлиқ мәлуматларға асасән, йәр шариниң иссип кетиши тоғрисида техиму көп тоғра қарар чиқиралайду» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر