русийә: американиң қарадеңиздики һәрбий һәрикәтлири районниң бихәтәрликигә хәвп йәткүзмәктә

русийә мудапиә министирлиқи, америка қошма иштатлириниң қарадеңиздики һәрбий паалийәтлири арқилиқ районниң бихәтәрликигә хәвп йәткүзүватқанлиқини илгири сүрди.

1732726
русийә: американиң қарадеңиздики һәрбий һәрикәтлири районниң бихәтәрликигә хәвп йәткүзмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: русийә мудапиә министирлиқи йазма байанат елан қилип, америка қошма иштатлири билән шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң қарадеңиздики һәрбий паалийәтлириниң салмиқида ешиш көрүлүватқанлиқини оттуриға қойди.

русийәниң йеқинқи 24 саәт ичидә натониң төт чарлиғучи айропиланини байқап йеқиндин назарәт қилғанлиқи илгири сүрүлгән байанатта: «америка қошма иштатлири вә иттипақдашлириниң қарадеңиздики чеграмизға йеқин йәрләрдә пиландин ташқири маневирларни өткүзүши русийә сәвәб болмиған, районниң бихәтәрлики вә истратегийәлик муқимлиқиға хәвп йәткүзидиған һуҗумчи қилмишлардур» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر