бил гәйтис түркийәдә деһқанчилиқ мәйдани қурушни пиланлиғанлиқи илгири сүрүлди

хелидин бери әгә районида туруватқан америкалиқ милйардер бил гәйтис (Bill Gates) ниң түркийәдә деһқанчилиқ мәйдани қуруш үчүн йәр көрүватқанлиқи илгири сүрүлди.

1729244
бил гәйтис түркийәдә деһқанчилиқ мәйдани қурушни пиланлиғанлиқи илгири сүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: нийу йорк почтиси гезитиниң хәвиридә, бил гәйтисниң бурунқи айали билән бирликтә башқуруватқан 50 милйард долларлиқ мүлки бар <<бил вә мелина гейтис фонди>> үчүн, түркийәдә чоң деһқанчилиқ мәйдани қурушни пилан қиливатқанлиқи қәйт қилинди.

бил гәйтис түнүгүн (2021-йили 3-нойабир) шотландийәниң гласгов шәһиридә өткүзүлгән б д т килимат йиғинида, деһқанларниң килимат өзгиришигә бәрдашлиқ берәләйдиған мәһсулатлар ишләпчиқиришиға йардәм қилиш үчүн 315 милйон доллар аҗритидиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргән иди.

бил гәйтсниң тракйада (түркийәниң һатай вилайитиниң мәркизий наһийәси) 22 миң дөнүм (22000000 кивадрат метир) йери бар.

микрософтниң қурғучиси бил гәйтс вә униң һәмраһлиқидики һәйәт, өктәбир ейида әфәс қәдимки шәһирини зийарәт қилған иди.

униң хусусий парахоти дәсләптә кушадаси портида, арқидин бодрум портида тохтиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر