талибан бир түркүм даеш әзалирини кәчүрүм қилди

талибан афғанистанниң пакистан чеграсидики шәрқий нангарһар вилайитидә тәслим болған террорлуқ тәшкилати даешниң 65 әзасини кәчүрүм қилди.

1727475
талибан бир түркүм даеш әзалирини кәчүрүм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: нангарһар вилайити мәсуллири 65 даеш әзасиниң кот вә баткот наһийәлиридә қәбилә ақсақаллириниң вастичилиқ қилиши билән, истихбарат тармақлириға тәслим болғанлиқини елан қилди.

мәсул даириләр, пушайманлиқини билдүргән террорлуқ тәшкилати әзалириниң кәчүрүм қилинғанлиқини, бу кишиләр қайта қолиға қорал алған әһвалда әң еғир җазаға тартилидиғанлиқини әскәртти.

афғанистанниң охшимиған районлирида һуҗум вәқәлирини пәйда қилған даеш террорлуқ тәшкилати 8-өктәбир (2021) җүмә күни қундуз вилайтиниң сайед абад районидики шиә җамәсигә кишиләр намаз оқуватқан вақитта адәм бомба һуҗуми қилип, 46 кишиниң өлүп кетишигә, 143 кишиниң йарилинишиға сәвәб болған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر