йапонийә хәлқи бүгүн 49-нөвәтлик авам палатаси (шугин) сайлими үчүн беләт ташлиди

йапонийәдә шу йәрниң вақти әтигән 07:00 дә башланған беләт ташлаш паалийити саәт 20:00 гичә давамлишиду.

1726984
йапонийә хәлқи бүгүн 49-нөвәтлик авам палатаси (шугин) сайлими үчүн беләт ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәниң 47 өлкисидә тәхминән 46 миң беләт сандуқи қурулди.

авам палатасидики 465 орундуқтин 289 и, бир орундуқлуқ сайлам районидин бәлгилиниду, қалғанлири болса, 11 районлуқ сайлам райониниң нисбити билән сайлинип чиқиду.

1051 намзат риқабәтлишидиған  бу қетимқи сайламда, 233 орундуққа еришкән партийә парламентта көп санлиққа еришкән болиду.

беләт санаш хизмәтлири саәт 20:00 дә сандуқлар тақалғандин кейин башлинип, 1- нойабир әтигәнгичә давамлишиду.

дәсләпки нәтиҗиләр бүгүн  елан қилиниши мөлчәрләнмәктә.

йапонийәдә һазирға қәдәр һечқандақ айал баш министирлиққа сайлиналмиған болуп, 2021-йиллиқ бу қетимқи сайламда намзатларниң %17 и,  йәни 186 айал намзат риқабәтләшмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر