америка афғанистанлиқларға йардәм қилиду

америка афғанистанға тәхминән 144 милйон доллар қошумчә инсанпәрвәрлик йардими қилиду.

1726649
америка афғанистанлиқларға йардәм қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: американиң афғанистанға тәхминән 144 милйон доллар қошумчә инсанпәрвәрлик йардими қилидиғанлиқини елан қилди.

америка ташқи ишлар министири антони блинкен йазма байанат елан қилип, афғанистанда давамлишиватқан инсаний киризисниң тәсиригә учриғанларға тәхминән 144 милйон доллар қошумчә инсанпәрвәрлик йардими қилидиғанлиқлирини؛ буниң билән, американиң мушу йил (2021) ичидә афғанистан вә райондики афғанистанлиқ мусапирлар үчүн қилған җәмий йардәмниң 474 милйон долларға йетидиғанлиқини қәйт қилди.

у қошумчә йардәмләрниң кәң даирилик тәкшүрүш вә көзитиштин кейин, б д т т мусапирлар алий комиссарлиқи, б д т балилар фонди, б д т хәлқара көч тәшкилати, дунйа сәһийә тәшкилати қатарлиқ тәшкилатлар һәмдә башқа хәлқаралиқ тәшкилатлар вә иҗтимаий тәшкилатларға бивастә қилинидиғанлиқини әскәртти.

у йардәмләрниң қошна дөләтләрдики афғанистанлиқ мусапирларни өз ичигә алған райондики еһтийаҗлиқ 18 милйондин көп кишиниң бәзилиригә бивастә қилинидиғанлиқини билдүрүп, мәзкур йардәмләр билән, шериклириниң қоғдаш, йемәк-ичмәк бихәтәрлики вә йардими, сәһийә хизмәтлири, қишлиқ йардәмләрни қилидиғанлиқини қәйт қилди.

у афғанистанға қошна болған вә афғанистанлиқ мусапирларға саһибханлиқ қилған дөләтләргә қаритип: <<хәлқарадин қоғдашни тәләп қилған афғанистанлиқларға чегралириңларни ечиңлар>> дәп чақириқ қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر