һиндистан баллистик башқурулидиған бомба синақ қилди

һиндистан 5000 километирлиқ мусапигә йетип бериш йадро иқтидариға игә қитәләр ара учидиған башқурулидиған бомбини синақ қилғанлиқини уқтурди.

1726107
һиндистан баллистик башқурулидиған бомба синақ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистан һөкүмити тәрипидин елан қилинған байанатта билдүрүлүшичә, дөләтниң шәрқий деңиз қирғиқидики бир аралдин қойуп берилгән вә 5000 километирлиқ мусапигә йетип бериш йадро иқтидариға игә «Agni-5» намлиқ қитәләр ара учидиған башқурулидиған бомба синиқи мувәппәқийәтлик болған.

байанатта тәкитлинишичә, башқурулидиған бомба синиқи, «ишәнчлик һәм хәвпниң әң төвән сәвийәдә алдини елиш сийасити» гә мас һалда ишқа ашурулған.

игилинишичә, «Agni-5» намлиқ баллистик башқурулидиған бомбиниң пүткүл хитайға зәрбә берәләйдиғанлиқи илгири сүрүлмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر