лавров лапид билән телефонлашти

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров, исраилийә ташқи ишлар министири йаир лапид билән телефонлашти.

1723836
лавров лапид билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, сергей лавров билән йаир лапидниң русийә билән исраилийәниң дипломатик мунасивәт орнатқанлиқиниң 30 – хатирә йили даирисидә икки тәрәп мунасивәтлири тоғрисида сөзләшкәнликини уқтурди.

телефон сөһбитидә, иранниң йадро келишимини өз ичигә алған хәлқаралиқ вә районлуқ мәислиләр тоғрисида пикир алмаштурулғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر